16-октябрь, җүмә
Жүригиңлар униң йоллириға майил болмисун, униң йоллириға кирмәңлар (Пәнд н. 7:25).
Сулайман Падиша ейтип бәргән һекайә Йәһваға ибадәт қилидиған һәрқандақ бир кишиниң бешиға қандақ иш келиши мүмкинлигини көрситип бериду. У еғир гуна өткүзгәндин кейин, бәлким «туюқсиз» шундақ гуна өткүзүп қойғандәк һис қилип: «Бундақ иш қилип қоюшни һечқачан ойлапму бақмиған едим!»— дейиши мүмкин. Лекин у шу ишниң қандақ йүз бәргәнлиги һәққидә чоңқур ойланса, өзи илгири басқан бәзи хата қәдәмләр ахирида уни шундақ еғир гунаға башлап киргәнлигини көрүп йетәлиши мүмкин. Бәлким, у Йәһва Худани сөймәйдиған кишиләр билән дост болған. Яки болмиса, адәттә Йәһва гувачилири бармайдиған җайларға барған яки зиянлиқ оюн-тамашиларни вә торбәттики нәрсиләрни көрүшни таллиған. У дуа қилиш, Муқәддәс китап оқуш, җамаәт жиғилишлириға қатнишиш яки вәз қилишни тохтатқан болуши мүмкин. Худди Пәнд-нәсиһәтләр китавида тилға елинған яш жигиткә охшаш, бәлким у «туюқсиз» гуна қилмиған болуши мүмкин. Биз буниңдин қандақ савақ алалаймиз? Биз пәқәт гунадин әмәс, бәлки гунаға башлайдиған қәдәмләрдин қечишимиз зөрүр (Мәт. 5:29, 30). w24.07 16-б., 10, 11-абз.
17-октябрь, шәнбә
Бу ғәзнә биздә сапал қачиларда болуватмақта (Кор. 2-х. 4:7).
Бу ғәзнә немә? Ғәзнә — һаятни қутқузидиған Падишалиқ хуш хәвирини йәткүзүш иши (Кор. 2-х. 4:1). Ундақта лайдин ясалған сапал қача немә? Сапал қача — хуш хәвәрни йәткүзгән Худа хизмәтчилири. Паулниң заманида содигәрләр йемәклик, һарақ-шарап вә пул қатарлиқ қиммәтлик нәрсиләрни сапал қачиларға селип тошуған еди. Худди шуниңға охшаш Йәһва Худа хуш хәвәрни вәз қилиштәк қиммәтлик бир вәзипини бизгә тапшурған. Униң ярдимидә биздә бу хәвәрни садақәтмәнлик билән җакалашта муһтаҗ болидиған күч-қувәткә еришәләймиз. Бәзи вақитларда биз инсанларниң қаршилиғиға учраштин қорқушимиз мүмкин. Бундақ қорқунучни қандақ йеңәләймиз? Әлчиләргә вәз ейтмаслиқни буйриғанда, уларниң Худаға қандақ дуа қилғанлиғини ойлап көрүң. Улар қорқуп, вәз ейтишни тохтитишниң орниға, Йәһваға дуа қилип: «Сөзүңни ейтиш үчүн қуллириңға җасарәт бәргин»,— дәп өтүнгән. Йәһва дәрһал уларниң дуасиға җавап бәргән (Әлч. 4:18, 29, 31). Әгәр бәзидә инсандин қорқуп вәз қилиштин әнсирисәк, Йәһвадин инсанларға болған сөйгү-муһәббитиңизни күчәйтишни өтүнүп сораң. Шундақ болғанда, инсандин қорқуш һис-туйғусини йеңип, җасарәт билән адәмләргә хуш хәвәрни ейталайсиз. w24.04 16-б., 8, 9-абз.
18-октябрь, йәкшәнбә
Асмандики Атимиз, Сениң исмиң муқәддәс болғай (Мәт. 6:9).
Йәһваға болған сөйгү-муһәббитимиз бизни Униң исмини муқәддәс қилишқа дәвәт қилиду. Шуңа Йәһва Худа һәққидә кәң тарқалған Шәйтанниң ялған-явдақлириниң учиға чиққан ялғанчилиқ екәнлигини башқа кишиләргә ейтишни халаймиз (Ярит. 3:1—5; Аюп 2:4; Йоһ. 8:44). Вәз хизмитимиздә Худайимиз тәрәптә туруп, аңлашни халайдиған барлиқ кишиләргә Йәһва тоғрилиқ һәқиқәтни ейтишқа тәшна болумиз. Яратқучимизниң әң есил пәзилити муһәббәт екәнлигини, Униң һөкүмранлиқ жүргүзүш усули һәққаний вә адилдур вә Униң Падишалиғи пат арида барчә азап-оқубәтләрни түгитип, инсанийәтниң чоң аилисигә тинчлиқ вә шат-хорамлиқ елип келидиғанлиғини һәрбир кишиниң билишини халаймиз (Зәб. 37:10, 11, 29; Йоһ. 1-х. 4:8). Вәз хизмитидә башқиларға Йәһва тоғрилиқ шу һәқиқәтләрни ейтсақ, Униң исмини муқәддәс қилимиз. Биз Йәһва гувачилириниң намиға лайиқ һаят кәчүрсәк, шат-хорамлиққа еришимиз. w24.05 18-б., 12-абз.